Мәтин: (1-күн)

Турған Тохтәмов уйғур хәлқиниң атақлиқ язғучиси болған. У 1940-жили Яркәнт наһийәсидә дунияға кәлгән. Әлвәттә, келәчәк язғучиниң балилиқ чағлири Улуқ Вәтән уруши жиллириға тоғра келип, у дадисидин айрилған. Лекин, һаят еғирчилиқлириға қаримастин, Турған билим җайлирида оқуп, һәр түрлүк иш орунлирида ишләп жүрүп, язғучилиққа қол йәткүзгән. Мәсилән, яш Турған гезитларда, төмүр йолида, мәктәптә ишлигән, шундақла һәрбий хизмәтниму атқурған. Турған Тохтәмовниң повестьлири, һекайилири, китаплири рус, украин, қирғиз вә өзбәк тиллириға тәрҗимә қилинған.

У 1959 жили Яркәнт шәһиридики он жиллиқ уйғур мәктивини тамамлиғандин кейин Алмута шәһиридики Абай намидики педагогика институтиниң география факультетиға оқушқа чүшкән. Атисидин Улуқ Вәтән уруши жиллири кичик айрилған язғучи институтта сирттин оқуп жүрүп, газетта корректор, төмүр йолда проводник вә мәктәптә муәллим болуп һаятниң чоң қайнимидин өткән.

Қошумчә мәлуматни төвәнки ишарә арқилиқ тапалайсиз

 

License

LEARN TURKIC LANGUAGES Copyright © by Funda Güven; Zhazira Agabekova; Balaussa Amir; Yulduzkhan Turgunova; Dariga Kanatova; Adiya Ibrayeva; Maftuna Khalmatbayeva; Anargul Essenaliyeva; Dilyara Ergashvayeva; Nargiz Karamova; and Sanam Maratova. All Rights Reserved.

Share This Book