Луғәт: (3-күн)
- Ақлиғучи – адвокат
- Ашпәз – тамақ пишириш устиси
- Әдәбий – әдәбият билән язма иҗадийәткә бағлинишлиқ
- Дәсләпки – биринчи
- Дохтур – адәмләрниң саламәтлигини сақлайдиған ишчи
- Дуканчи – дуканда товарларни сатидиған адәм
- Йеңи – әнди пәйда болған, әнди қурулған
- Кәсип – бәлгүлүк иш түриниң жиғиндиси, адәм өмүр бойи шуғуллинидиған иш түри
- Келәчәк – һазирқи вақиттин кейин келидиған вақит бөлиги, техи кәлмигән вақит үзүндиси
- Күзәтчи – имарәтләрни күзитидиған адәм
- Қурулушчи – имарәтләрниң қурулушида ишләйдиған адәм
- Муәллим – устаз
- Нахшичи – нахша ейтидиған адәм
- Немишкә – немә үчүн, немә сәвәптин
- Нурғунлиған – көплигән
- Пәриқ – айримчилиқ
- Рәссам – сүрәт салидиған адәм
- Сазәндә – саз чалидиған адәм
- Сақчи – полиция ишчиси
- Сатраш – адәм обризини өзгәртиш яки сақлаш үчүн чачни ясайдиған ишчи
- Сәясәтчи – сәясәт билән ишләйдиған адәм
- Сөһбәтлишиш – сөзлишиш
- Тикинчи – кийим тикидиған адәм
- Уссулчи – уссул ойнайдиған адәм
- Учқуч – самолетни һайдайдиған адәм
- Херидар – сетивалғучи, клиент
- Һайдиғучи – транспорт һайдайдиған адәм
- Һесавәтчи – бухгалтер
- Чач ясаш – чачни қийип, түрләндүрүш